пелоси ханимниң тәйвән зийарити әмәлгә ашти

америка авам палатасиниң башлиқи нәнси пелоси ханим вә униң һәмраһлиқидики бәш кишилик конгрә һәйити олтурған айропилан, түнүгүн (2022-йили 2-авғуст) кәчтә тәйвәнгә йетип кәлди.

1862893
пелоси ханимниң тәйвән зийарити әмәлгә ашти

түркийә авази радийоси хәвири:америка авам палатасиниң башлиқи нәнси пелоси ханим вә униң һәмраһлиқидики һәйәт олтурған «бойинC-40» типлиқ айропилан, малайшийа пайтәхти куала лумпур шәһиридин айрилғандин кейин, тәйвән һава тәвәликигә шәрқ тәрәптин кирип, тәйбей соңшән айродурумиға қонди.

нәнси пелоси ханим твиттер адресида учур һәмбәһирләп, тәйвән рәһбәрлири билән өткүзүлидиған учришишлириниң «ортақ мәнпәәтләрни илгири сүридиғанлиқи» ни билдүрди вә: «тәйвән рәһбәрлири билән өткүзүлидиған учришишлиримиз, шерикимизни қоллайдиғанлиқимизни қайтидин испатлап, әркин вә очуқ һинди-тинч окйан районини тәрәққий қилдуруш қатарлиқ ортақ мәнпәәтимизни илгири сүриду. бу зийарәт американиң тәйвән демократийәсини қоллаштики тәврәнмәс вәдисини шәрәпләндүрди» деди.

хитай компартийәсиниң йәр шари вақти гезити, нәнси пелоси ханим олтурған айропилан тәйвәнгә йеқинлашқан пәйтләрдә, хитайниң «SU-35» айропиланлириниң тәйвән боғузидин өткәнликини хәвәр қилди.

вашингтондин 29-ийул йолға чиқип һавайда тохтиған нәнси пелоси ханим вә униң һәмраһлиқидики бәш кишилик конгрә һәйити, 1-авғуст сингапорда, түнүгүн малайшийада бир қатар учришишларни өткүзди.

авам палатасиниң рәсмий интернет бетидики нәнси пелоси ханимниң һинди-тинч окйан районини зийарәт қилиш пирограммисиға мунасивәтлик елан қилинған байанатта, сингапор, малайшийа, җәнубий корейә вә йапонийәни өз ичигә алидиған зийарәт нуқтилири ичидә тәйвәнгә орун берилмигән иди.

82 йашлиқ нәнси пелоси ханимниң апрелда (2022) пилан қилған тәйвән зийарити, вухән вируси (Kovid-19)сәвәбидин әмәлдин қалдурулған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر