қаратағда «ниагара шарқиратмиси» қуруп кәтти

қаратағниң пайтәхти подгорика әтрапидики «ниагара шарқиратмиси» қуруп кәтти.

1862772
қаратағда «ниагара шарқиратмиси» қуруп кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: қаратағ таратқулириниң хәвәр қилишичә, 7-айда дөләткә тәсир көрсәткән қаттиқ иссиқ, подгорика билән болған арилиқи 4 километир келидиған дөләтниң әң даңлиқ сәйлигаһ райониға җайлашқан «ниагара шарқиратмиси» ни пүтүнләй қурутивәткән.

сүйи «сиҗевна дәрйаси» дин келидиған шарқиратма, дәрйа сүйиниң азийиши сәвәбидин қуруп кәткән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر