америка түркийәниң ашлиқ йөткәшкә көрсәткән тиришчанлиқлирини махтиди

америка түркийәниң саһибханлиқида имзалинидиған украинаниң ашлиқ йөткәш келишимини мәмнунлуқ билән қарши алғанлиқини, б д т вә түркийәниң тиришчанлиқлирини тәқдирләйдиғанлиқини елан қилди.

1858071
америка түркийәниң ашлиқ йөткәшкә көрсәткән тиришчанлиқлирини махтиди

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министирлиқиниң байанатчиси нед парайс түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған, украина, русийә һәйәтлири вә б д т баш катипи антонийо гутерсниң қатнишиши астида истанбулда өткүзүлидиған ашлиқ йөткәш келишимигә имза қойуш мурасимиға йуқири баһа бәрди.

у: «бу келишимни мәмнунлуқ билән қарши алимиз. б д т баш катипиниң зор тиришчанлиқини тәқдирләймиз. иттипақдишимиз түркийәниңму намайан қилған тиришчанлиқлирини алқишлаймиз» деди.

у келишимниң G-20дөләт гуруһи дөләтлириму қоллиған келишим икәнликини қәйт қилди.

у русийәни йемәк-ичмәк мәһсулатлирини қорал қилип пайдиланғанлиқини әйибләп, келишимни иҗра қилишни төт көз билән күтүватқанлиқлирини, бирақ москва һөкүмитиниң ашлиқни қамал қилишқа җавабкар болуши керәкликини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر