әнглийә теһрандики бир дипломатиниң назарәт астиға елинғанлиқи тоғрисидики хәвәрләрни рәт қилди

әнглийә ташқи ишлар министирлиқи, әнглийәниң теһранда турушлуқ муавин баш әлчиси гилес витакерниң иранда назарәт астиға елинғанлиқи тоғрисидики хәвәрләрни рәт қилди.

1853055
әнглийә теһрандики бир дипломатиниң назарәт астиға елинғанлиқи тоғрисидики хәвәрләрни рәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: әнглийә ташқи ишлар министирлиқи, әнглийәниң теһранда турушлуқ муавин баш әлчиси гилес витакерниң ирандики башқурулидиған бомба синиқи елип берилған райондин тупрақ әвришкиси топлиғанлиқи үчүн назарәт астиға елинғанлиқи тоғрисидики хәвәрләрниң «асассиз» икәнликини уқтурди.

әнглийә ташқи ишлар министирлиқиниң бир байанатчиси, «Sky News» қанилиға байанат берип, иран мәтбуатлириниң, әнглийә дипломатиниң иранда назарәт астиға елинғанлиқи тоғрисидики хәвәрлириниң пүтүнләй асассиз икәнликини билдүрди.

тасним хәвәр агентлиқи, витакер вә униң һәмраһлиқидики бир қанчә дипломатниң керман өлкисиниң шаһдад қумлуқидики башқурулидиған бомба синиқи елип берилған чәкләнгән райондин тупрақ әвришкиси топлиғанлиқи ениқланғандин кейин, иран инқилаб муһапизәтчилири тәрипидин назарәт астиға елинғанлиқини хәвәр қилғаниди.

витакерниң икәнлики дәва қилинған  бир машининиң райондики иран инқилаб муһапизәтчилириниң учқучисиз һава аппарати тәрипидин сүрәткә елинғанлиқи илгири сүрүлгән вә мәзкур сүрәтләр иран дөләт телевизийә тәрипидин тарқитилип, витакерниң чеградин қоғлап чиқирилидиғанлиқи билдүрүлгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر