италийә баш министири түркийәдә зийарәттә болиду

италийә баш министири марийо дирағи җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң тәклипигә бинаән әтә түркийәдә рәсмий зийарәттә болиду.

1851722
италийә баш министири түркийәдә зийарәттә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур - алақә ишлири идарисиниң билдүрүшичә,  италийә баш министири марийо дирағи, түркийә зийарити даирисидә әтә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән бирликтә «3 – нөвәтлик түркийә – италийә һөкүмәтләр ара башлиқлар йиғини» ға рийасәтчилик қилидикән.

мунасивәтлик министирларниң иштирак қилишида ишқа ашурулидиған йиғинда, түркийә – италийә мунасивәтлири һәр җәһәттин көздин кәчүрүлидикән, һәмдә икки тәрәплик һәмкарлиқниң чоңқурлаштурулуши үчүн ташлинидиған қәдәмләр һәққидә музакирә елип берилидикән.

дирағиниң учришишлири даирисидә, истиратегийәлик һәмраһлиқ вә түркийәниң шималий атлантик әһди тәшкилатидики иттипақдиши италийә билән болған мунасивәтлиридин сирт йәнә, түркийә – йавропа иттипақи мунасивәтлири, районлуқ вә хәлқаралиқ мәсилиләр һәққидә өзара пикир алмаштурулидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر