володимир зеленский г7 рәһбәрлиридин техиму көп қорал йардәм қилишни тәләп қилди

украина пирезиденти володимир зеленский г7 рәһбәрлиридин русийәгә қарши һава мудапиә системиси қатарлиқ техиму көп қорал йардәм қилишни тәләп қилди.

1848785
володимир зеленский г7 рәһбәрлиридин техиму көп қорал йардәм қилишни тәләп қилди

түркийә авази радийоси хәвири: зеленский германийәниң саһибханлиқида баварийәдики елмав сарийида өткүзүлүватқан г7 рәһбәрләр йиғиниға синлиқ  қатнишип нутуқ сөзлиди.

зеленский америка, әнгилийә, канада, фирансийә, германийә, италийә вә йапонийә рәһбәрлиридин өз дөлити үчүн һава мудапиә системиси қатарлиқ техиму көп қорал йардәм қилишни тәләп қилди.

у г7 дөләтлири рәһбәрлирини русийәгә техиму көп ембарго йүргүзүшкә чақириш билән биргә, г7 рәһбәрлиридин украинаниң ашлиқ мәһсулатлирини експорт қилишиға шундақла украинаниң қайта қурулушиға иқтисадий йардәм беришни тәләп қилди.

йәнә бир тәрәптин, русийә-украина уруши 124 – күнини толдурған бир вәзийәттә, украинадики  уруш вә урушниң йемәклик, енергийә бихәтәрлики вә дунйа иқтисадиға көрситидиған тәсирлири, г7 рәһбәрлири йиғининиң иккинчи күнидики муһим темилар қаттаридин орун алди.

г7 рәһбәрлири бүгүн (27-ийун)бәшинчи қетимлиқ йиғинда килимат, енергийә вә сәһийә саһәсидә техиму йахши кәлгүси үчүн мәбләғ селишни музакирә қилишни пиланлимақта.

рәһбәрләр чүштин кейин «дунйа ашлиқ бихәтәрлики вә җинсий баравәрлик» темилиқ алтинчи йиғинға қатнишиду.

йиғинда, б д т баш катипи антонийо гутерс син арқилиқ рәһбәрләр билән «йәр шари ашлиқ киризиси» ни музакирә қилиду.

г7 рәһбәрлири йиғинниң иккинчи күни ханимлири билән бирликтә кәчлик зийапәткә қатнашқандин кейин, йеғин ахирлишиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر