колумбийәдә буқа соқуштуруш мәйданида адәм өлүш вәқәси йүз бәрди

колумбийәдә буқа соқуштуруш мәйданида мунбәр қисмән өрүлүп чүшүп адәм өлүш вәқәси йүз бәрди.

1848617
колумбийәдә буқа соқуштуруш мәйданида адәм өлүш вәқәси йүз бәрди

 

 

түркийә авази радийоси хәвири: йәрлик мәсуллар, колумбийәниң ел еспинал йезисидики буқа соқуштуруш мәйданида мунбәрниң бир қисми өрүлүп чүшүп, кәм дегәндә 4 кишиниң қаза қилғанлиқини вә тәхминән 70  кишиниң йариланғанлиқини билдүрди.

алақидар мәсулларниң билдүришичә,  өрүлүп чүшкән мунбәр қалдуқлириниң астида  һеч киши қаклмиған вә илгири йоқап кәткәнлики билдүрүлгән нурғун кишиләр тепилған.

 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر