баңладештики су апәтлиридә қаза қилғанлар сани 73 кә йәтти

баңладешта узундин бери давамлишиватқан һөл – йеғин пәйда қилған су апитидә йәнә бәш адәмниң қаза қилғанлиқи, шуниң билән җәмий қаза қилғанлар саниниң 73 кә йәткәнлики билдүрүлди.

1848068
баңладештики су апәтлиридә қаза қилғанлар сани 73 кә йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: дөләтниң шәрқий шималидики сурма дәрйаси қирғиқиға җайлашқан силхәт шәһири су апитиниң әң еғир зәрбисигә учриған районларниң бири. силхәт шәһриниң йуқири дәриҗилик һөкүмәт әмәлдари муһәммәд моҗибурраһман, алақә линийәлириниң үзүлүп қелиши вә қатнашниң қийин болуши сәвәбидин районға йардәм йәткүзүш хизмәтлириниң раван болмайдиғанлиқини билдүрди.

у, силхәткә 1400 тонна гүрүч, 13 миң болақ қуруқ йемәклик йардими билән тәхминән 3 милйон доллар нәқ пул йардими аҗритилғанлиқини, мушуниңға охшаш йардәмләрниң кәлкүнниң зәрбисигә учриған башқа шәһәрләргиму берилидиғанлиқини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر