шойгу: русийә билән беларусийә җәңгә тәййарлиқ иқтидарини күчәйтиши зөрүр

русийә дөләт мудапиә министири сергей шойгу, нөвәттики вәзийәтниң русийә билән беларусийәниң мудапиә иқтидарини күчәйтиши вә әскәрләрниң җәңгә тәййар туруш һалитини йуқири көрүшни тәләп қиливатқанлиқини оттуриға қойди.

1847675
шойгу: русийә билән беларусийә җәңгә тәййарлиқ иқтидарини күчәйтиши зөрүр

түркийә авази радийоси хәвири: сергей шойгу русийә пайтәхти москвада беларусийә дөләт мудапиә министири вектор хренен билән көрүшүштин илгири сөз қилип, беларусийәниң русийәниң муһим истратегийәлик һәмраһи, йеқин дости вә иттипақдиши икәнликини тәкитлиди.

у, русийә билән беларусийәниң икки тәрәплик һәрбий һәмкарлиқиниң ғәрбниң мисли көрүлмигән бесими вә уларға қарши елан қилинмиған уруш шараитида тәрәққий қилғанлиқини илгири сүрүп, москваниң, беларусийәниң америка қошма иштатлири вә униң иттипақдашлириға қарши ирадисини намайан қилип, бирликкә кәлгән мудапиә райони қурушқа тәййарлиқ қиливатқанлиқиға әһмийәт беридиғанлиқини билдүрди.

сергей шойгу, украина вәзийити вә шималий атлантик әһди тәшкилати — нато дөләтлириниң русийәниң ғәрбий чеграсидики һәрикәтлирини тилға елип: «бу әһвал (русийә – беларусийә) бирлик дөлитиниң мудапиә иқтидарини күчәйтип, бирләшмә қисимлар вә һава мудапиә бирләшмә системисиниң җәң тәййарлиқини күчәйтиш үчүн җиддий бирләшмә тәдбирләрни қоллинишни шәрт қилмақта. бу әһвал нөвәттә техиму тәхирсизләшмәктә. русийә тәрәп беларусийәлик достлириға бу җәһәттә һәр хил йардәмләрни беришкә тәййар» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر