колумбийәдики пирезидентлиқ сайлиминиң ғалиби густав петро болди

колумбийәдики пирезидентлиқ сайлиминиң иккинчи басқучида густав петро ғәлибә қилди.

1845548
колумбийәдики пирезидентлиқ сайлиминиң ғалиби густав петро болди

түркийә авази радийоси хәвири: сайламниң иккинчи басқучида беләт сандуқи 99.88% ечилғандин кейинки нәтиҗиләргә асасланғанда, тарих шәртнамиси бирләшмисиниң сол қанат кандидати петро %50.46 авазға еришип колумбийәниң 60 - нөвәтлик пирезиденти болуш һоқуқиға еришкән.

чирикликкә қарши туруш иҗраийә бирләшмисиниң кандидати родолфо һернандез %47.28 авазға еришип петрониң арқисида қалған.

беләт ташлаш нисбити %58.6 болған  вә 22 милйондин артуқ колумбийәлик беләт ташлиған сайламда, 62 йашлиқ петро 11 милйондин артуқ беләткә еришкән. униң мустәқил рәқиби һернандез болса 10 милйон 500 миңдин артуқ беләткә еришкән.

петрониң муавини фирансийа маркуз, дөләт тарихидики тунҗи айал афро-колумбийә муавин пирезиденти болүш алдида туриду.

петро 7 - авғустта пирезидентлиқ вәзиписни пирезидент иван дуктин өткүзүвалиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر