йавропа йадро тәтқиқат мәркизи русийә вә беларусийә билән түзгән һәмкарлиқ келишимини бикар қилди

йавропа йадро тәтқиқат мәркизи, украинаға уруш ачқан русийә вә бу урушни қоллиған беларусийә билән һәмкарлишип тәтқиқат елип беришқа хатимә беришни қарар қилди.

1845211
йавропа йадро тәтқиқат мәркизи русийә вә беларусийә билән түзгән һәмкарлиқ келишимини бикар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа йадро тәтқиқат мәркизи байанат елан қилип, 208 - нөвәтлик кеңәш йиғинида, русийәниң украинадики һуҗумлириниң интайин еғир инсанпәрвәрлик киризислирини кәлтүрүп чиқарғанлиқиниң тәкитлинип, һуҗумниң вә уни қоллиған беларусийәниң әйибләнгәнликини уқтурди.

байанатта, кеңәшниң русийә вә беларусийә билән түзигән, инавәтлик муддити 2024-йилиғичә болған хәлқара һәмкарлиқ келишимини бикар қилғанлиқи оттуриға қойулди вә «нөвәттики вәзийәтни давамлиқ көзитиватқан кеңәш, украинадики өзгиришләргә қарап техиму көп қарарларни чиқиришқа тәййар» дегән ибариләргә орун берилди.

йавропа йадро тәтқиқат мәркизиниң һәр қайси дөләтләр билән түзидиған бәш йил инавәтлик хәлқара һәмкарлиқ келишими, алақидар тәрәпләрдин бири келишимни бикар қилғанлиқи тоғрисида йазма уқтуруш әвәтмисә, аптоматик һалда йеңилиниду.

беларусийә билән йавропа йадро тәтқиқат мәркизи оттурисидики келишимниң муддити 2024-йили 6-айда, русийә билән 2024-йили 12-айда тошатти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر