америка украинаға 1 милйард долларлиқ қорал йардәм қилидиған болди

америка пирезиденти җо байдин 24-февралдин (2022) бери русийә билән уруш қиливатқан украинаға 1 милйард доллар йеңи бихәтәрлик йардими қилидиғанлиқлирини елан қилди.

1844088
америка украинаға 1 милйард долларлиқ қорал йардәм қилидиған болди

түркийә авази радийоси хәвири: америка пирезиденти җо байдин йазма байанатида, украина пирезиденти володимир зеленский билән телефонда көрүшкәнликини вә русийә билән давамлишиватқан урушни музакирә қилғанлиқини билдүрди.

байдин байанатида, американиң украинаға йардәм қилишни давамлаштуридиғанлиқини тәкитләп: «мән зеленскийға американиң украинаға йәнә 1милйард долларлиқ бихәтәрлик йардими қилидиғанлиқини уқтурдум. бу йардәмләр ичидә еғир типтики қорал-йарағлар, деңиз қирғиқи мудапиә қораллиридин башқа йәнә, украинаниң донбастики мудапиә һәрикити үчүн зөрүр болған илғар башқурулидиған бомба системисиму бар» деди.

сөһбәт җәрйанида байдин йәнә, американиң уруш зийанкшликигә дуч кәлгән украиналиқларға  йардәм бериш вәдисини қайта тәкитләп: «украинаниң ички қисмидики пуқраларға 225 милйон долларлиқ инсанпәрвәрлик йардими беридиғанлиқимизни җакарлаймән. бу йардәм пакизә су, давалаш буйумлири, сәһийә буйумлири, йемәклик, туралғу вә нәқ пул қатарлиқларни өз ичигә алиду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر