әнглийә украинаға ракета системилири йардәм қилиду

әнглийә украинаға йирақ мусапилиқ ракета системилири әвәтиду. бу әнглийәниң украинаға апрел ейидин (2022) буйанқи тунҗи қетим йирақ мусапилиқ ракета системилири әвәтиши болуп һесаблиниду.

1838475
әнглийә украинаға ракета системилири йардәм қилиду

түркийә авази радийоси хәвири: әнглийә дөләт мудапиә вәзири бен валес (Ben Wallace) әнглийәниң украинаниң қолидикидин техиму йирақ мусапилиқ ракета вә уларни атидиған «M270» типлиқ көп ракета қойуп бериш системилирини әвәтидиғанлиқини елан қилди.

у әнглийәниң украинаниң русийәгә қарши күришини қоллайдиғанлиқини вә қәһриман әскәрлириниң дөлитиниң ишғал қилинишиға қарши күрәш қилиши үчүн барлиқ еһтийаҗлиқ қораллар билән йардәм қилишта башчилиқ қилғанлиқини билдүрди.

у: «русийә тактикилирини өзгәртгәнсери, бизниң қоллишимизму өзгириши керәк» деди.

у ракета қойуп бериш системилириниң, русийә қисимлириниң шәһәрләрни түзливетиш үчүн айрип олтурмастин йирақ мусапилиқ зәмбирәкләр билән бомбардиман қилишиға қарши өзлирини техиму йахши қоғдишиға йардәм қилидиғанлиқини әскәртти.

америкаму буниңдин илгири охшаш қорал системилирини әвәтидиғанлиқини елан қилған болуп, русийә пирезиденти путин украинада йеңи нуқтиларни бомбардиман қилидиғанлиқлирини уқтурған иди. мәзкур байанат елан қилинип көп вақит өтмәстин, русийә 5-ийунда украина пайтәхти кийевни апрел ейидин (2022) буйанқи тунҗи бомбардиманини әмәлгә ашурған иди.

русийә 24-феврал (2022) украинаға қарши таҗавузчииқ урушини қозғиған болуп, қаттиқ қаршилиққа дуч кәлгәндин кейин, кийев әтрапидин чекинип, донбас райониға мәркәзләшкән иди.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر