террорлуқ тәшкилати даешниң 38 әзаси қолған елинди

ирақ бихәтәрлик қисимлири кәркүктә елип барған һәрикәттә, террорлуқ тәшкилати даешниң 38 әзасини тутти.

1837759
террорлуқ тәшкилати даешниң 38 әзаси қолған елинди

түркийә авази радийоси хәвири: кәркүк һәрикәт қомандани әли фрәҗи кәркүкниң җәнубида террорлуқ тәшкилати даешқа қарши кәң көләмлик һәрикәт башланғанлиқини билдүрди.

әли фрәҗи һәрикәттә 38 террорчиниң қолға елинғанлиқини, нурғун қорал вә оқ-дориларниң қолға чүшүрүлгәнликини әскәртти.

фрәҗи һәрикәттә йәнә, даешқа тәвә 8 панаһҗайниң битчит қилинғанлиқини, 17 бомба механизми вә нурғун қоралларниң мусадирә қилинғанлиқини ейтти.

даеш 2014-йили 6-айда ирақниң мусул, салаһаддин вә әнбар вилайәтлириниң һәммини шундақла дийала вә кәркүк өлкилириниң бир қисмини ишғал қилған болуп, бу районлар бир нәччә йил ичидә тәшкилаттин қайтурувелинған иди.

ирақниң сабиқ баш министири һәйдәр әлабади 2017-йили 12-айниң 9-күни даешни мәғлуп қилғанлиқини елан қилған иди.

террорлуқ тәшкилати даеш райондин қоғлап чиқирилип, шәһәрләр қайтурувелинғиниға 4 йилдин ашқан болсиму, болупму кәркүк, дийала, мусул, салаһаддин вә әнбар вилайәтлириниң йеза – қишлақлирида тәшкилатниң һуҗумлири давамлашмақта.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر