ирақта түнүгүн кәчтә башланған қум борини хәлқ турмушини паләч һалға чүрүп қойди

ирақта түнүгүн кәчтә башланған қум борини сәвәбидин дәм елиш күни елан қилинди.

1830592
ирақта түнүгүн кәчтә башланған қум борини хәлқ турмушини паләч һалға чүрүп қойди

түркийә авази радийоси хәвири: ирақ қатнаш министирлиқиниң йазма байанатида, көрүш мусаписиниң 100 метирдин төвәнләп кетишини кәлтүрүп чиқарған қум борини сәвәбидин барлиқ айродорумлардики нөвәтчи айропиланларниң тохтитилғанлиқи һәмдә кәлгүси 48 саәт ичидә нәпәс йоли системиси бимарлириниң өйдә туруши керәклики вә башқа пуқраларниңму сайаһәт қилмаслиқи лазимлиқи һәққидә агашландуруш елан қилинди.  

министирлар кеңиши қум борини сәвәбидин дөләт миқйасида рәсми дәм елиш елан қилди.

маарип министирлиқиму оқу – оқутуш хизмәтлириниң бир күн тохтитилғанлиқини җакарлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر