америка аваз сүритидин 5 һәссә йуқири сүрәтлик қорални синақ қилди

америка һава армийәси қоманданлиқ иштаби аваз сүритидин 5 һәссә йуқири сүрәтлик қорални мувәппәқийәтлик синақ қилғанлиқини елан қилди.

1827995
америка аваз сүритидин 5 һәссә йуқири сүрәтлик қорални синақ қилди

түркийә авази радийоси хәвири: америка һава армийәсиниң йазма байанатида, «америка һава армийәсигә тәвә <B-52H> типлиқ <Stratofortress> айропилани 14-май җәнубий калифорнийә деңиз саһиллирида <AGM-183A> типлиқ  һавадин қойуп берилидиған җидди инкас қайтуруш қорали (ARRW) ни мувәппәқийәтлик қойуп бәрди» дегән сөзләр ишлитилди.

байанатта қорал айропиландин қойуп берилгәндин кейин тезләткүч һәрикәткә өткүзүлүп, мөлчәрдики аваз сүритидин 5 һәссә йуқири сүрәтлик иқтидарини намайан қилғанлиқи вә синақниң мувәппәқийәтлик болғанлиқи билдүрүлди.

бу қорал локхид мартин ширкити тәрипидин тәтқиқ қилип йасап чиқилған болуп, йуқири сүрәт билән сәзгүр нишанларға зәрбә бериш үчүн лайиһәләнгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر