сергей рийабков: «бизни <адәттикичә җаваб қайтуриду> дәп ойлап қалмисун»

русийәниң муавин ташқи ишлар министири сергей рийабков финландийә вә шивитсийәниң шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза болуш қарариниң бу дөләтләрниң бихәтәрликини һәргиз күчәйтмәйдиғанлиқини ейтти.

1827672
сергей рийабков: «бизни <адәттикичә җаваб қайтуриду> дәп ойлап қалмисун»

түркийә авази радийоси хәвири: рийабков пайтәхт москвада мухбирларға бәргән байанатида, финландийә вә шивитсийәниң шималий атлантик әһди тәшкилатиға кириш қарари үстидә тохталди.

сергей рийабков, «шивитсийә вә финландийәниң шималий атлантик әһди тәшкилатиға кириш тәшәббуси еғир ақивәтләрни кәлтүрүп чиқиридиған чоң хаталиқ. бу қарар нәтиҗисидә һәр икки дөләтниң бихәтәрликиниң күчәймәйдиғанлиқи бизгә айан. бизни бу қарарға <адәттикичә җаваб қайтуриду> дәп ойлап қалмисун, һәрбий җиддийликниң дәриҗиси өрләйду» деди.

финландийә пирезиденти саули нинисто вә финландийә баш министири санна марин алдинқи пәйшәнбә күнидики бирләшмә байанатида: «шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза болуш финландийәниң бихәтәрликини күчәйтиду. финландийә кечикмәстин шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза болушқа илтимас сунуши лазим» дегән иди.

шивитсийә баш министири магдалена андерсонму өз дөлитиниң шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза болуш билән қолға келидиған рәсмий бихәтәрлик капалитигә еһтийаҗи барлиқини ейтқан иди.

шивитсийә вә финландийәниң чаршәнбә күнигичә шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза болушқа илтимас суниши мөлчәрләнмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر