хитай пуқралириниң чәтәлгә чиқишини чәкләйдиғанлиқини елан қилди

хитай омикрон варийантидин келип чиққан йеңи типтики ковид - 19 йуқуминиң алдини елиш үчүн хитай пуқралириниң чәт әлгә чиқишини чәкләйдиғанлиқини елан қилди.

1826497
хитай пуқралириниң чәтәлгә чиқишини чәкләйдиғанлиқини елан қилди
Şi Cinping.jpg
korona çin.jpg
KORONA ÇİN.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: хитай дөләтлик көчмәнләр идариси вухән вируси (19-ковид) йуқуми сәвәбидин зөрүр болмиған әһвалда чәт әлгә чиқишқа рухсәт қилинмайдиғанлиқи, паспорт вә сайаһәт һөҗҗәтлириниң тәстиқлинишида тәпсилий тәкшүрүшләрниң йолға қойулидиғанлиқини елан қилди.

хитайда вухән вируси вәзийитиниң «һалқилиқ вә тәхирсиз нуқтида» икәнлики тәкитләнгән байанатта йәнә, алдинқи һәптә дөләт рәиси ши җинпиңниң рийасәтчиликидә чақирилған алий қарар чиқириш оргини хитай компартийәси (CCP) сийасий бийуросиниң даимий комитети йиғинида, вухән вирусиға қарши күрәшкә алақидар мақулланған қарарлар тәкитләнди.

ши җинпиң йиғинда «йуқумлинишни нөлгә чүшүрүш» сийаситини мурәссәсиз һалда давамлаштуридиғанлиқлирини җакарлиди.

хитайда вухән вируси қайтидин баш көтүргәндин буйан һәм чәт әлликләрниң чәт әлдин келиши, һәм хитай пуқралириниң чәт әлгә чиқиши асасән дегүдәк чәкләнгән вәзийәттә туруватқан болуп, пуқралар паспортини йеңилаштиму қийинчилиққа дуч кәлмәктә.  

виза рәсмийәтлириниң җәрйаниму узирап, нөвәтчи айропиланларниң тохтитилиши вә чәклик һалға кәлтүрүлүши сәвәбидин чәт әлликләрниң чеградин киришиму интайин қийинлашқан әһвалда.

рәсмий санлиқ мәлуматларға асасланғанда, хитайда 2021-йили хәлқаралиқ сайаһәт 2019-йилдикигә селиштурғанда %80 азайған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر