атақлиқ җинайәтчи атонелниң америкаға өткүзүп берилиши қораллиқ тоқунушқа сәвәб болди

колумбийәниң әң чоң җинайәт тәшкилатлириниң бири болған клан дел голфониң каттибеши «Otoniel»  атонел ләқәмлик дайро усуганиң америкаға өткүзүп берилиши, қораллиқ тоқунушқа сәвәб болди.

1824481
атақлиқ җинайәтчи атонелниң америкаға өткүзүп берилиши қораллиқ тоқунушқа сәвәб болди

түркийә авази радийоси хәвири: тоқунушта 6 киши қаза қилди.

клан дел голфо намлиқ җинайәт тәшкилатиниң әзалири атонелниң америкаға тапшуруп берилишиниң интқамини елиш үчүн коломбийәниң һәммила җайлирида «қораллиқ иш ташлаш» дәп нам берилгән һуҗумлирини башлиди.

һуҗумниң алдинқи 3 күнидә 180 дин артуқ аптомобилға өт қойуп берилди. колумбийәдики тоқунушларда бир нәпәр сақчи вә бир нәпәр әскәрни қошқанда җәмий 6 киши һайатидин айрилди.

бихәтәрлик қисимлириниң клан дел голфо тәшкилатиға қарши һәрикитидә, тәшкилатниң башламчилиридин бирини қошқанда, җәмий 92 киши қолға елинди.

атонел пайтәхт боготадики диҗин түрмисидин елинип, 5-майда катам һәрбий айродромидин нйу-йоркқа қарашлиқ бруклиндики федератсийә түрмисигә елип келингән иди.

колумбийәдә онлиған қатиллиқ, тутқун қилиш, җинайи тәшкилат қуруш вә зәһәрлик чекимлик ​​әткәсчилики қатарлиқ 120 хил җинайәт билән сотлиниватқан җинайәт тәшкилати клан дел голфониң каттибеши отонелниң америкида зәһәрлик чекимлик ​​тошуш җинайити билән сотлинидиғанлиқи билдүрүлгән иди.

отонел 23-өктәбирдә колумбийәниң ғәрбий шималидики некокли йезисида 22 тик учар, 650 сақчи вә әскәрләр қатнашқан «осирис» намлиқ һәрикәттә назарәткә елинған иди.

америка «әң хәтәрлик зәһәрлик чекимлик ​​әткәсчилиридин бири» дәп көрсәткән отонел америкаға тонниларчә кокайин йоллаш билән әйибләнгән иди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر