елон маск: йапонийә йоқилиду

америка токлуқ аптомобил ишләпчиқарғучи ширкәт тесла (Tesla) ниң баш иҗраийә әмәлдари елон маск (Elon Musk) күнсери азийиватқан туғулуш нисбитини әксигә өзгәртәлмигән әһвалда йапонийәниң илгири-кейин йоқ болидиғанлиқи тоғрисида агаһландурди.

1824226
елон маск: йапонийә йоқилиду

түркийә авази радийоси хәвири: елон маск йапонийә кйодо агентлиқи твиттер бетидә елан қилған «2021-йилида дөләт нопусида рекорт төвәнләш» сәрләвһилик хәвәргә инкас қайтурди.

у: «туғулуш нисбитиниң өлүм нисбитидин ешип кетишигә сәвәб болидиған өзгириш болмиса, йапонийә ахирида йоқилиду» деди.

алдинқи айда елан қилинған хәвәрләрдә, йапонийә нопусиниң 2021-йили 644 миң киши азийип, 125 милйон 500 миңға чүшүп қалғанлиқи, бу хил әһвалниң уда 11 йил йүз бәргәнлики вә буниң 1950-йилдин буйанқи әң чоң төвәнләш икәнлики билдүрүлгән иди.

йапонийә һөкүмитиниң санлиқ мәлуматлириға қариғанда, бултур (2021) йапонийәдә 831 миң бовақ туғулған, 1 милйон 440 миң адәм қаза қилған.

әң йеңи санлиқ мәлуматқа асасланғанда, йапонийә нопусиниң %29 и 65 йаш вә униңдин йуқири, %11.8 и болса 14 йаш вә униңдин төвән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر