йапонийә русийәгә қаратқан ембарголарниң даирисини кеңәйтиду

йапонийә баш вәзири кишида фумио украинадики уруш сәвәбидин бир қисим руслар вә рус ширкитлиригә қаритилған ембарголарниң даирисини кеңәйтидиғанлиқлирини ейтти.

1822935
йапонийә русийәгә қаратқан ембарголарниң даирисини кеңәйтиду

түркийә авази радийоси хәвири: баш вәзир кишида, йавропа зийаритиниң ахирқи күни, әнглийәниң пайтәхти лондонда елан қилған байанатида, дөлитиниң русийәгә қаратқан ембарголирини йәниму йүксәк сәвийәгә йәткүзидиғанлиқини әскәртиш билән бир вақитта, 7 – г гуруһи дөләтлириниң украинада өз үстигә еливатқан роллириниң наһайити зор әһмийәткә игә икәнликини тәкитләп мундақ деди: «тинчлиқ вә муқимлиқни қоғдаш үчүн 7 – г гуруһи әллири ара һәмкарлиқни күчәйтишимиз керәк.»

у, тәхминән 140 кишиниң мал – мүлүклирини тоңлитип қойидиғанлиқлирини, русийә армийәси билән мунасивити бар 70 ширкәткә експорт чәклимиси қойидиғанлиқлирини қәйт қилди.

игилинишичә, бу һәқтә чиқирилған қарарға асасән, йапонийә һөкүмити, русийәгә кивант компйутер қатарлиқ илғар технологийәләрни өз ичигә алған мал експорт қилишниму чәкләйдикән.

русийә армийәси, 24 – феврал күни украинаға һәрбий һәрикәт қозғиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر