шәрқий африқа дөләтлириниң ачарчилиқ хәвпигә дуч кәлгәнлики билдүрүлди

шәрқий африқа дөләтлиридики қурғақчилиқниң ачарчилиқ хәвпи пәйда қилғанлиқи илгири сүрүлди.

1816189
шәрқий африқа дөләтлириниң ачарчилиқ хәвпигә дуч кәлгәнлики билдүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) ниң дунйа ашлиқ пилан – мәһкимиси шәрқий африқа райони директори майкил данфорд син көрүнүшлүк мухбирларни күтүвелиш йиғинида сөз қилип, бу районда уда 3 пәсил йамғур йағмиғанлиқини вә қурғақчилиқниң давамлишишиниң 20 милйон адәмгә тәсир көрситиш еһтималиқи барлиқини оттуриға қойди.

донфорд, шәрқий африқаниң қурғақчилиқ хәвпигә дуч кәлгәнликини байан қилип, райондики 81 милйон кишиниң йемәклик бихәтәрлики йоқлуқини әскәртти.

сомалидики қурғақчилиқниң тәхминән 6 милйон адәмгә тәсир қилғанлиқини вә нөвәттә 1 милйон 400 миң кишиниң җиддий йардәмгә моһтаҗ икәнликини тәкитлигән майкил данфорд, ефийопийәдики 7 милйон вә кенийәдики 3 милйон 500 миң кишиниң қурғақчилиқниң тәсиригә учриғанлиқиға ишарәт қилип өтти.

донфорд, 24- феврал башланған украина- русийә урушиниң тәсириниң райондиму һес қилинғанлиқини вә йемәклик баһасиниң %23 өскәнликини тилға елип, бу өсүшниң ефийопийәдә %66, сомалида %36 гә йәткәнликини қәйт қилди.

у, дунйа йемәклик пирограммисиниң шәрқий африқаға йардәм бериш үчүн 6 ай ичидә 327 милйон долларға еһтийаҗлиқ икәнликини, әмма бу фондиниң һазирғичә пәқәт 64 милйониниң топланғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر