шивитсийәдә сақчиларниң қоғдиши астида қуран көйдүрүш иғвагәрчилики наразилиқ қозғиди

түркийәниң стокһолмда турушлуқ баш әлчиси һаққи әмрә йунт шивитсийәдә сақчиларниң қоғдиши астида қуран кәримни көйдүрүш иғвагәрчиликини қәтий қобул қилғили болмайдиғанлиқини билдүрди.

1813897
шивитсийәдә сақчиларниң қоғдиши астида қуран көйдүрүш иғвагәрчилики наразилиқ қозғиди

түркийә авази радийоси хәвири: баш әлчи һаққи әмрә йунт данийәниң оңчил қаттиқ йөнилиш партийәсиниң рәһбири расмус палуданниң пасха байрими мәзгилидә шивитсийәниң һәрқайси шәһәрлиридә сақчиларниң қоғдиши астида қуран кәримни көйдүрүшиниң һечқандақ изаһати йоқлуқини ейтти.

һаққи әмрә йунт түркийәниң бу һәқтики биарамлиқини вә сәзгүрлүкини шивитсийә ташқи ишлар министирлиқиға йәткүзгәнликини билдүрүп, «даириләр бу мәсилидә тәкшүрүш хизмәтлириниң давамлишиватқанлиқини ейтти» деди.

шивитсийә сақчи башлиқи андерс торнбергму мухбирларни күтүвелиш йиғинида, 4 күндин буйан давамлишиватқан намайишларда 26 сақчи вә 14 кишиниң йариланғанлиқини, 20 сақчи аптомобилиға от қойуп берилгәнликини билдүрди.

торнберг сақчиларниң өзини қоғдаш үчүн қорал ишләткәнликини вә оқ ечиш нәтиҗисидә 3 кишиниң йариланғанлиқини байан қилди.

шивитсийәниң атақлиқ җинайәт мутәхәссиси, профессор доктор лейф г. даблийо перссонму сақчиларниң радикал оңчил сийасәтчи палуданниң қуран кәримни көйдүрүшигә рухсәт бәргәнкликиниң чоң хаталиқ икәнликини йетти.

данийә вә шивитсийә пуқралиқиға игә болған радикал оңчил сийасәтчи расмус палудан пасха байрими мәзгилидә шивитсийәниң пайтәхти стокһолм, малмо, норкопин вә җонкөпиң шәһәрлиридә мусулманлар зич олтурақлашқан мәһәллә вә җамә алдида сақчиларниң қоғдиши астида қуранни көйдүрүп қутратқулуқ қилған иди.

палуданниң тохтитилишини тәләп қилған қайтурма намайишчиларму йолда камирларни көйдүрүп, сақчиға таш билән һуҗум қилған иди



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر