буркина фасода қайтидин җиддий һаләт елан қилиниду

буркина фасода терроризмға қарши күрәш даирисидә дөләт миқйасида қайтидин җиддий һаләт елан қилиниду.

1810974
буркина фасода қайтидин җиддий һаләт елан қилиниду

түркийә авази радийоси хәвири: буркина фасо әдлийә министири бартһелемей кере, ахбарат васитилириға елан қилған байанатида, 24-йанвардики һәрбий – сийасий өзгириштин кейин тохтитилған җиддий һаләтниң дөләт миқйасида қайтидин елан қилинидиғанлиқини, терроризмға қарши техиму актип күрәш қилишта муһим рол ойнайдиған җиддий һаләтниң иҗра қилиниши үчүн йеңи бир қарарнамә чиқирилидиғанлиқини уқтурди.

у, буркина фасоға қошна дөләт малидики әлқаидә вә даешқа четишлиқ террорчи гуруппиларниң, 2015 – йилдин буйан буркина фасониң шималий вә шәрқий қисимлирида пат – пат террорлуқ һуҗумлирини елип бериватқанлиқини қәйт қилди.

буркина фасо һөкүмитиниң санлиқ мәлуматлириға қариғанда, мәзкур гуруппиларниң 2015 – йилдин тартип 2021 – йили декабирғичә болған арилиқтики һуҗумлирида, 600 и аманлиқ сақлиғучи болуп, җәмий 2 миң киши җенидин айрилған.

һуҗумлар сәвәбидин, 3 миң 683 мәктәп тақалған, 1 милйон 814 миң 283 киши өй – маканлирини тәрк етишкә мәҗбур болған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر