йавропа парламенти украиналиқ мусапирларға йардәм бериш қарарини тәстиқлиди
йавропа парламенти украиналиқ мусапирларни қобул қилған йавропа иттипақиға әза дөләтләргә 3 милйард 400 милйон йавро йардәм бериш қарарини тәстиқлиди.
түркийә авази радийоси хәвири: фирансийәниң страсбург шәһиридә чақирилған йавропа парламенти омумий кеңиши йиғинида, 24-феврал русийә қозғиған уруш сәвәбидин өз дөлитидин айрилған украиналиқ мусапирларни күтүвалған йавропа иттипақиға әза дөләтләргә 3 милйард 400 милйон йавро йардәм бериш мәзмун қилинған қарар, 1 гә қарши 549 аваз беләт билән қобул қилинди, 8 парламент әзаси аваз бериш һоқуқидин ваз кәчти.
қарарда, 3 милйард 400 милйон йаврониң йавропа иттипақи фондидин аҗритилидиғанлиқи билдүрүлди.
мәбләғниң 45 пирсәнтиниң, украинаға қошна йавропа иттипақиға әза дөләтләр венгирийә, полша, руминийә вә силовакийәгә, һәмдә нопуслириниң % 1 тидин көпрәк мусапир қобул қилидиған австралийә, булғарийә, чехийә вә естонийәгә, кечиктүрмәстин вә һечқандақ талон тапшурмастин әвәтилидиғанлиқи қәйт қилинди.