ақдеңизда йүз бәргән кемә қазасида 90дин артуқ тәртипсиз көчмән қаза қилди

ақдеңизда йүз бәргән деңиз қазасида 90 дин артуқ тәртипсиз көчмәнниң һайатидин айрилғанлиқи билдүрүлди.

1806519
ақдеңизда йүз бәргән кемә қазасида 90дин артуқ тәртипсиз көчмән қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) мусапирлар ишлири алий комиссари филиппо гранди, чеграсиз дохтурлар фиронтиниң ақдеңизда йүз бәргән деңиз қазаси тоғрисидики твиттер учурини нәқил кәлтүрүп: «ақдеңизда йүз бәргән йәнә бир паҗиәдә 90 дин артуқ адәм қаза қилди» деди.

гранди йавропа дөләтлириниң көчмәнләргә қаратқан қош өлчимигә ишарәт қилип: «йавропа украинадин кәлгән 4 милйон мусапирға сехийлиқ вә үнүмлүк шәкилдә саһибханлиқ қилиш иқтидарини испатлиди. һазир буни җиддий һаләттә ишикини чекиватқан башқа көчмән вә мусапирларға қандақ тәтбиқлаш мәсилисини ойлишиши керәк» дегәнләрни қәйт қилди.

чеграсиз дохтурлар фиронтиниң билдүрүшичә, ливийәдин ақдеңизни кесип өтүш мәқситидә бир қанчә күн илгири айрилған бир кемидики 90 дин артуқ тәртипсиз көчмән хәлқара деңиз тәвәликидә қаза қилған.

ливийә шималий африқадин йавропаға қанунсиз өтмәкчи болған тәртипсиз көчмәнләр әң көп ишлитидиған йолларниң бири дәп қарилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر