украина русийә армийәсиниң 17 миң 700 әскириниң өлтүрүлгәнликини елан қилди

украина армийә қоманданлиқ иштаби русийә армийәсиниң 24-февралдин (2022) 1-апрелғичә тартқан талапәтлиригә мунасивәтлик мәлумат елан қилди.

1805712
украина русийә армийәсиниң 17 миң 700 әскириниң өлтүрүлгәнликини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: украина армийә қоманданлиқ иштабиниң мәлуматлириға асасланғанда, украинаға қарши уруш қиливатқан русийә армийәсиниң 17 миң 700 әскири өлтүрүлгән.

буниңдин башқа, русийә армийәсиниң 143 айропилани, 131 тик учари, 625 танкиси, 1751 данә биринивики, 316 зәмбирики, 96 ракета атар системиси, 54 һава қоғдиниш системиси, 1220 һәрбий аптомобили, йәттә йиник типтики парахоти, 76 йеқилғу аптомобили вә 85 учқучисиз һава аппарати пачақлап ташланған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر