тайландта бир май тошуғучи парахот партлап кәтти

тайландта бир май тошуғучи парахот партлап, 1 киши қаза қилди вә 4 киши йариланди.

1802935
тайландта бир май тошуғучи парахот партлап кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: «баңкок почтиси гезити» ниң хәвиригә асасланғанда, фра самут чеди райони чав фрайа дәрйасида, пайтәхт банкокқа қарап кетиватқан май тошуғучи парахот партлап кәткән, андин от апити йүз бәргән.

партлашта 1 киши қаза қилип, 4 киши йариланған.

даириләр май тошуғучи парахоттики отниң өчүрүлгәнликини вә вәқәгә қарита тәкшүрүшниң башланғанлиқини билдүргән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر