нато: хитайни русийәниң украинаға қаратқан урушиға йардәм бәрмәсликкә чақиримиз

шималий атлантик әһди тәшкилати украина мәсилиси тоғрулуқ ортақ байанат елан қилип, русийәниң украинаға қарита таҗавузчилиқиниң йәр шариви бихәтәрликкә тәһдит селиватқанлиқини җакарлиди.

1801491
нато: хитайни русийәниң украинаға қаратқан урушиға йардәм бәрмәсликкә чақиримиз

түркийә авази радийоси хәвири: шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза дөләтләрниң рәһбәрлири, русийәниң украинаға 24 – феврал күни таҗавуз қилишидин кейин оттуриға чиққан өзгиришләр һәққидә музакирә елип бериш үчүн, белгийәниң пайтәхти бирйусселдики нато қараргаһида бир йәргә җәм болди.

түркийәгә вакалитән җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған иштирак қилған башлиқлар йиғинидин кейин елан қилинған ортақ байанатта, украинаға уруш қозғиған русийә қаттиқ әйибләнди.

шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза дөләтләрниң һәр бир сантиметир земининиң қоғдилидиғанлиқи вә мудапиә қилинидиғанлиқи әскәртилгән байанатта, «хитайни русийәниң украинаға қарита урушиға һәрқандақ шәкилдә йардәм бериштин йирақ турушқа чақиримиз» дейилди.

шималий атлантик әһди тәшкилати баш катипи столтенбергму, башлиқлар йиғинидин кейин өткүзгән ахбарат елан қилиш йиғинида, мундақ деди: «шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза дөләтләрниң рәһбәрлири украинани техиму көп қоллаш мәсилисидә пүтүшти. биз украинаға бийологийәлик, химийәлик, радийологийәлик вә йадро тәһдитлиридин  қоғдаш үчүн тор бихәтәрлики вә үскүниләр йардими беришни қарар қилдуқ. химийәлик қоралларниң һәрқандақ шәкилдә ишлитилиши тоқунушниң маһийитини пүтүнләй өзгәртиветиду. хитай русийәниң таҗавузчилиқиға иқтисадий йаки һәрбий җәһәттин йардәм бәрмәслики керәк. биз тоқунушниң йавропадики бир урушқа, шималий атлантик әһди тәшкилати билән русийә оттурисидики урушқа айлинип кетишиниң алдини елишимиз лазим.»

йәнә бир тәрәптин, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, шималий атлантик әһди тәшкилатиниң дөләт вә һөкүмәт башлиқлири пәвқуладдә йиғини даирисидә, нато қараргаһида әнгилийә баш вәзири борис җонсон билән бир йәргә җәм болди.

әрдоған, италийә баш министири марийо драғи вә естонийә баш министири каҗа каллас билән айрим - айрим һалда көрүшкәниди.

җумһур рәис әрдоған, шималий атлантик әһди тәшкилатиниң дөләт вә һөкүмәт башлиқлири пәвқуладдә йиғини һарписида, фирансийә пирезиденти еммануел макрон билән бир йәргә җәм болғаниди.

бу арилиқта, (фирансийә пирезидент мәһкимиси) елисе сарийи тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, җумһур рәис әрдоған билән пирезидент макронниң нато қараргаһида бир йәргә җәм болуп, русийә – украина уруши давамлишиватқан бир пәйттә, икки иттипақдаш дөләт оттурисидики зич һәмкарлиқни изчил давамлаштуруш мәсилисидә бирдәклик һасил қилғанлиқи әскәртилиш билән бир вақитта, учришишта, икки рәһбәрниң, җәнубий кавказ райониниң вәзийити тоғрилиқму музакирә елип барғанлиқи, макронниң, түркийә – әрменийә оттурисидики мунасивәтләрниң нормаллишиши мәсилисидә көрситиливатқан тиришчанлиқтин интайин хурсән икәнликини оттуриға қойғанлиқи тәкитләнди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر