хитай американи виза чәклимилирини дәрһал бикар қилишқа чақирди

хитай ташқи ишлар министирлиқи америка қошма иштатлирини хитай даирилириға қаритилған виза чәклимилирини дәрһал бикар қилишқа чақирди.

1799827
хитай американи виза чәклимилирини дәрһал бикар қилишқа чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: хитай ташқи ишлар министирлиқи, америка қошма иштатлири хитай даирилириға қаритилған виза чәклимилирини бикар қилмиған тәқдирдә, буниңға қарши тәдбирләрниң қоллинидиғанлиқини билдүрди.

америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири антони блинкен, мушу һәптиниң башлирида, америка қошма иштатлириниң хитай даирилириниң етник вә диний аз санлиқ гуруппиларға қарши «бастуруш һәрикәтлири» гә арилашқанлиқи сәвәблик, уларға қарита виза чәклимиси қойулғанлиқини уқтурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر