7 – г гуруһи русийәни украинада инсанпәрвәрлик йардәмгә тосалғу болмаслиққа чақирди

7 – г гуруһи русийәни марипул вә башқа қоршав астидики украина шәһәрлиригә қилинидиған инсанпәрвәрлик йардәмләргә тосалғу болмаслиққа чақирди.

1797632
7 – г гуруһи русийәни украинада инсанпәрвәрлик йардәмгә тосалғу болмаслиққа чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири, германийә, әнглийә, канада, фирансийә, италийә вә йапонийәдин тәшкил тапқан 7 – г гуруһи әллириниң ташқи ишлар министирлири, русийәни марипул вә башқа қоршав астидики украина шәһәрлиригә қилинидиған инсанпәрвәрлик йардәмләргә тосалғу болмаслиққа чақирди.

7 – г гуруһи әллири ташқи ишлар министирлири тәрипидин бу һәқтә елан қилинған ортақ байанатта, мундақ дейилди: «марипул вә башқа шәһәрләрниң қоршав астиға елиниши вә русийәниң инсанпәрвәрлик йардәмләргә тосалғу болушини қобул қилғили болмайду. русийәни хәлқара инсаний қанун вә кишилик һоқуқ даирисидики әһдилиригә риайә қилишқа чақиримиз. русийә һөкүмити, марипул вә башқа қоршав астидики шәһәрләргә инсанпәрвәрлик йардәм буйумлириниң йәткүзүлүши вә инсанпәрвәрлик йардәм берилишигә дәрһал рухсәт қилиши лазим.»

пуқраларға қарши қорал ишләткәнләрниң һәммисиниң уруш җинайәтлири түпәйли җавабкарлиқққа тартилидиғанлиқи тәкитләнгән байанатта, давамлишиватқан барлиқ хәлқаралиқ тәкшүрүшләр вә дәлил – испат топлаш паалийәтлириниң хушаллинарлиқ әһвал икәнлики әскәртилди.

байанатта йәнә, русийә билән беларусийә йәнә бир қетим әйибләнди.

русийә армийәси, 24 – феврал күни украинаға һәрбий һәрикәт қозғиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر