америка қитәләр ара башқурулидиған бомба синиқини кечиктүрди

америка русийәниң йадро қораллирини һәрикәткә кәлтүргәндин кейин, алдин пилан қилинған йадро иқтидариға игә минутеман 3- қитәләр ара балистик башқурулидиған бомба синиқини кечиктүрди.

1788996
америка қитәләр ара башқурулидиған бомба синиқини кечиктүрди

түркийә авази радийоси хәвири: америка дөләт мудапиә министирлиқи байанатчиси җон кирби күндилик ахбарат елан қилиш йиғинида, русийә пирезиденти путинниң өткән һәптә ахири йадро қораллирини һәрикәткә өткүзүш пәрмани чүшүргәнликини хатирилитип, американиң буни «хәтәрлик вә мәсулийәтсизлик» дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.

у мундақ деди:

«бу хил иғвагәрчиликләрни вә әң муһим йадро қораллиримизда болидиған өзгиришләрни қобул қилғили болмайду. америка бундақ қилмиди. бу сәвәбтин, дөләт мудапиә минстири хата чүшинишни кәлтүрүп чиқиридиған һәр қандақ бир һәрикәтни қилш нийитимиз йоқлуқини көрситиш үчүн, минутеман 3-қитәләр ара балистик башқурулидиған бомба синиқимизни кечиктүрүшни қарар қилди. биз бу қарарни асан чиқармидуқ. бу қарарни мәсулийәтчан йадро күч икәнликимизни көрситиш үчүн чиқардуқ.»

у американиң йадро қорал иқтидариға ишинидиғанлиқини билдүрүп: «бу кәйнигә чекиниш әмәс вә ишәнчлик йадро иқтидарни капаләткә игә қилиш үчүн башқа даимлиқ паалийәтләрни әмәлдин қалдуридиғанлиқимизни билдүрмәйду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر