әминә әрдоған хәлқара җәмийәтни дәрһал һәрикәткә өтүшкә чақирди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң рәпиқиси әминә әрдоған русийәниң һуҗумлири алдида хәлқара җәмийәтни украина үчүн дәрһал һәрикәткә өтүшкә чақирди.

1786387
әминә әрдоған хәлқара җәмийәтни дәрһал һәрикәткә өтүшкә чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: әминә әрдоған, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилған байанатида, бир ана, бир айал болуш сүпити билән, украинада йүз бериватқан зораванлиқни толиму әпсуслинарлиқ туйғуси ичидә көзитиватқанлиқини, болупму айаллар вә балиларға тәсир қилидиған урушларниң инсанийәт тарихидики қара дағлар икәнликини әскәртиш билән бир вақитта, урушқа қатнашқанларға охшашла, сүкүт ичидә һәқиқәткә көзини йумувалғанларниңму бу қара дағларниң мәсулийитини виҗдани җәһәттин өз үстигә елиши керәкликини тәкитләп мундақ деди: «унтуп қалмайли, уруш һәмишә көз йеши вә йилларчә пүтмәс - түгимәс палакәтләрни елип келиду. дини, тили вә ирқи қандақ болушидин  қәтийнәзәр,  биз һәмишә езилгән вә зулумға учриған хәлқләрниң йенидин орун елип келиватимиз.  җанабий аллаһ пүткүл езилгүчи вә зулумға учриғучи хәлқләрниң йардәмчиси болсун! тинчлиқ орнитилиши үчүн, хәлқара җәмийәтни дәрһал һәрикәткә өтүшкәчақиримән.»

русийә, 24 – феврал күни украинаға һәрбий һәрикәт қозғиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر