б д т: украина чегралириниң ичи - сиртида йүз миңларчә киши қечип йүрмәктә

бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) русийәниң һуҗуми сәвәбидин нәччә йүз миң кишиниң украинаниң ичи - сиртида қечип йүрүватқанлиқини уқтурди.

1786004
б д т: украина чегралириниң ичи - сиртида йүз миңларчә киши қечип йүрмәктә

түркийә авази радийоси хәвири: б д т ниң сийасий ишларға мәсул муавин баш катипи мартен гирифтис б д т ниң нйуйорктики баш иштабида өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида сөз қилип: «мән һазир силәргә сөз қиливатқан мушу минутларда, нәччә йүз миң киши украина чеграсиниң ичи – сиртида қечишқа тиришиватиду, дәп ойлаймән. биз украинаниң һәрқайси җайлиридики пуқралар мәркәзлириниң бомбардиман қилинғанлиқи тоғрисидики хәвәрләрни көримиз. әмма талапәткә учриғанлар вә ул әслиһәләр тоғрисида җәзмләштүрүлгән учурлар йоқ. мән һазирқи шараитниң пуқраларға көрситидиған тәсиридин интайин әндишә қилмақтимән» дегәнләрни қәйт қилди.

б д т ниң инсанпәрвәр йардәм бериш хадимлирини украинаға йөткәш басқучида икәнликини байан қилған гирифтис: «һазир хадимлиримизни украинадин йөткәп чиқиш пиланимиз йоқ, биз бу дөләттин айрилмаймиз, украинаниң һәрқайси җайлиридики кишиләргә йардәм қилимиз» деди.

у йәнә панаһлиниш орни издәватқан айаллар, балилар вә әрләр тоғрисида кишини әндишигә салидиған доклатларниң барлиқини, украинадики тоқунушниң тәсиригә учриған барлиқ кишиләрниң һәр җәһәттин бихәтәр, тосалғусиз вә сиҗил инсанпәрвәр йардәмгә еришишниң зөрүрлүкини оттуриға қойди.

русийә 24 - феврал украинаға қарши һәрбий һәрикәт қозғиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر