полша натониң шәрқий қанитини күчәйтиш тоғрулуқ чақириқта болди

полша русийәниң украинаға мудахилә қилишидин кейин шималий атлантик әһди тәшкилати (йавропа) ниң шәрқий қанитини күчәйтиш тоғрулуқ чақириқта болди.

1784412
полша натониң шәрқий қанитини күчәйтиш тоғрулуқ чақириқта болди

түркийә авази радийоси хәвири: полша һөкүмити байанатчиси пиотри муллер, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «шималий атлантик әһди тәшкилати (йавропа) ниң шәрқий қанити дәрһал күчәйтилиши керәк, дәрвәқә, бундақ һалқилиқ мәсилиләргә алақидар қарарлар һазирдин башлапла чиқирилиши лазим. шуни алаһидә тәкитләп өтимәнки, украинадики полша вакаләтханилири имканийәтниң баричә очуқ тутулиду.»

америка қошма иштатлири дөләт мудапиә министири лойд астин, русийә – украина киризиси йаманлишип кәткәндин кейин, полшаға 3 миң запас әскәр әвәтилиши тоғрулуқ йолйоруқ чүшүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر