путин телевизийә нутуқи сөзлиди

русийә пирезиденти виладимир путин, өзиниң, дөләт мәнпәәтигә уйғун келидиған, хәлқниң бихәтәрликигә капаләтлик қилидиған болуш шәрти билән дийалог вә дипломатийәгә һәр вақит очуқ икәнликини ейтти.

1783553
путин телевизийә нутуқи сөзлиди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә пирезиденти виладимир путин вәтәнни қоғдиғучилар байрими мунасивити билән телевзийә нутуқи сөзләп, дөлитиниң сақлиниватқан мәсилиләргә дипломатик һәл қилиш чариси издәшкә тәййар икәнликини тәкитлиди вә сөзини давамлаштуруп: «русийәниң мәнпәәти вә бихәтәрлики сөһбәт темиси қилинмайду. шуңа биз қуруқлуқ вә деңиз армийәмизниң пааллиқини ашуримиз, уларни әң йеңи техиника билән қоралландуруп давамлиқ тәрәққий қилдуримиз» деди.

путин дөлитиниң шималий атлантик әһди тәшкилати — натониң һәрбий паалийәт даирисини кеңәйтиш вә қорал контрол қилиш системисини бошитиш қатарлиқ хәтәрләргә дуч кәлгәнликини тилға елип: «биз хәлқара вәзийәтниң қанчилик қийин тәрәққий қилғанлиқини, қорал контрол системисиниң бошитилиши йаки натониң һәрбий паалийәтлиригә охшаш нөвәттики қийинчилиқларниң арқисиға қандақ хәтәрләрниң йошурунғанлиқини көрүватимиз. йәнә бир тәрәптин, русийәниң барлиқ дөләтләрни ишәнчлик шәкилдә қоғдайдиған, баравәр вә парчиланмас бир бихәтәрлик систимиси қуруп чиқиш чақириқлири җавабсиз қалди» деди.

у йәнә, русийә армийәсиниң урушқа тәййар болушини алаһидә махтиди вә уларниң дөләтниң мәнпәәтини қоғдайдиғанлиқиға ишинидиғанлиқини тәкитлиди.

виладимир путин алдинқи күни аталмиш ​​«донетсик хәлқ җумһурийити билән луганск хәлқ җумһурийитиниң мустәқиллиқи»ни етирап қилиш пәрманиға имза қойғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر