путин русийәниң донетск билән луханскниң мустәқиллиқини қоллайдиғанлиқини җакарлиди

русийә пирезиденти владимир путин: «русийә парламенти донетск вә луханскниң мустәқиллиқини қоллайду. украинаниң шәрқидики донбас тарихий җәһәттин русийәниң бир парчисидур» дәп байанат қилди.

1782726
путин русийәниң донетск билән луханскниң мустәқиллиқини қоллайдиғанлиқини җакарлиди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә пирезиденти владимир путин 21-феврал кәчтә хәлққә хитаб қилип нутуқ сөзлиди.

у украинаниң шәрқиниң рус земини икәнликини билдүрүп, тарихий җәһәттин рус императорлуқиниң бир парчиси болған җайларни башқиларға беривитишкә мәҗбур болғанлиқини әскәртти.

у: «өтмүшни өзгәртиш мумкин әмәс, әмма һәқиқәтни сөзләш керәк. һазирқи украина русийә тәрипидин қурулди. украинани сиртқи күчләр башқуруватиду, муһим қарарларни ғәрбликләр бериватиду, хәлқ експилататсийә қилиниватиду» деди.

у украинаниң өзлири үчүн ейтқанда пәқәт қошнила әмәс, бәлки русийә тарихиниң бир парчиси икәнликини, украиналиқларниң болса йолдашлири вә уруқ-туғқанлири икәнликини қәйт қилди.

у йәнә, «донбастики һуҗум» ниң ахирлишиши керәкликини, ундақ болмиғанда, мәсулийәтниң украинада болидиғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.

у мундақ деди:

«ғәрб билән музакирә өткүзүшкә тәййармиз. әмма, тәләплиримиз орунлиниши керәк.»

у хәлққә хитаб қилип сөзлигән нутуқидин кейин, украинаниң шәрқидики русийәпәрәстләрниң намдики һөкүмәтлирини етирап қилишқа мунасивәтлик қарарнамәләрни имзалап, тәстиқлиниши үчүн парламентқа әвәтти.

һәр бири бәш маддилиқ қарарнамәләрдә, путинниң русийә армийә қисимлириға, донетск вә луханск хәлқ җумһурийәтлиридә тинчлиқни қоғдаш үчүн һәрикәт қилиш пәрманини чүшүргәнлики тәкитләнди.

путин йәнә, русийә ташқи ишлар министирлиқиғиму намда донетск вә луханск билән дипломатик мунасивәтлириниң орнитилиши үчүн келишим түзүш пәрманини чүшүрди.

мәзкур қарарнамәләрниң имзаланған күндин башлап иҗра қилинидиғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر