голландийә һиндонезийәдин кәчүрүм сориди

голландийә баш министири марк рутте 1945-йилдин 1949-йилғичә давамлашқан мустәқиллиқ урушида голландийә армийәсиниң һиндонезийә хәлқигә қилған чекидин ашқан зораванлиқи үчүн һиндонезийәдин кәчүрүм сориди.

1780789
голландийә һиндонезийәдин кәчүрүм сориди

түркийә авази радийоси хәвири: марк рутте, белгийәниң пайтәхти бирйусселда өткүзгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида, һөкүмитиниң, һиндонезийәниң иккинчи дунйа урушидин кейин илгирики мустәмликиси болған һиндонезийәни қайта қолға киргүзүш үчүн һиндонезийәликләргә қилған зораванлиқиниң системилиқ, чекидин ашқан вә әхлақсизлиқ дәриҗисигә берип йәткәнликидин ибарәт тарихий тәкшүрүшиниң барлиқ нәтиҗилирини етирап қилғанлиқини билдүрди.

һиндонезийә, тенч окйан уруши ахирлашқандин кейин, әйни вақиттики сийасий рәһбәр сукарно вә униң йардәмчиси муһәммәд хаттаниң 1945-йили радийода оқуған хитабнамиси арқилиқ мустәқиллиқини җакарлиғаниди.

голландийә падишаһлиқи, сукарнониң мустәқиллиқ хитабнамисини етирап қилмайла қалмай, йәнә мустәмликә һакимийитини сақлап қелиш үчүн, җава вә суматра араллириға қошун орунлаштурғаниди.

голландийә падишаһлиқи әскәрлири, пуқраларға қирғинчилиқларни йүргүзүш билән уруш җинайити садир қилғаниди.

 

шиддәтлик тоқунушлардин кейин, голландийә билән һиндонезийә оттурисида башланған тинчлиқ сөһбити, голландийә падишаһлиқиниң 1949-йили 27-декабир йеңи дөләтниң мустәқиллиқини етирап қилиши билән нәтиҗиләнгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر