нато йиғинида русийә – украина киризиси музакирә қилинди

шималий атлантик әһди тәшкилати дөләт мудапиә министирлири йиғинида русийәгә украинадин қисимлирини чекиндүрүш вә йавропаниң бихәтәрлики үчүн дийалог вә дипломатийә йолини таллашқа чақириқ қилинди.

1780082
нато йиғинида русийә – украина киризиси музакирә қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: белгийәниң пайтәхти бирйусселдики шималий атлантик әһди тәшкилати қараргаһида чақирилған нато дөләт мудапиә министирлири йиғини әснасида, украинаниң вәзийити һәққидә байаннамә елан қилинди.

байаннамәдә, русийәниң украина чеграсиға қошун орунлаштурушидин қаттиқ әндишә қилиниватқанлиқи әскәртилип мундақ дейилди: «русийәни әң күчлүк шәкилдә дипломатийә йолини таллашқа, чегра районларға қошун орунлаштурушниң дәл әксичә, хәлқаралиқ әһдилиригә асасән, чегра районлардики қисимлирини чекиндүрүшкә чақиримиз.»

русийәгә тақабил туруштин сирт йәнә, дийалог орнитиш позитсийәсиниң давамлаштурулидиғанлиқи тәкитләнгән байаннамәдә, русийәниң бу һәрбий паалийәтлириниң йавропа – атлантикниң бихәтәрликигә тәһдит шәкилләндүрүватқанлиқи, шу вәҗидин, шималий атлантик әһди тәшкилатиниң шәрқтә һәрбий маәвҗудийитини күчәйтиватқанлиқи қәйт қилинип мундақ дейилди: «мудапиә вә тәһдиткә тақабил туруш мәйданимизни техиму күчәйтишкә тәййармиз.»

натониң украинаниң земин пүтүнлүки, игилик һоқуқи вә мустәқиллиқини давамлиқ қоллайдиғанлиқи әскәртилгән байаннамәдә, һәр бир дөләтниң өз йолини таллаш һоқуқи барлиқи, русийәниң таҗавузчилиқ позитсийәсиниң еғир ақивәтләрни кәлтүрүп чиқиридиғанлиқи тәкитлинип мундақ дейилди: «шималий атлантик әһди тәшкилати вә иттипақдашлар, русийә билән йавропа – атлантикниң бихәтәрлики мәсилилиридә әң йуқири дәриҗилик рәһбәрләр сәвийәлиридикиниму өз ичигә алған дипломатийә вә дийалог йоли бойичә иш көрүшни давамлаштурмақта.»

шималий атлантик әһди тәшкилати дөләт мудапиә министирлири, йавропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң нөвәтчи рәиси полша ишқа кириштүргән йеңиланған йавропа бихәтәрлики дийалогиға тәййар икәнликлирини билдүрди, һәмдә русийәгә илгири бихәтәрлик мәсилисидә сунулған тәклипләргә инкас қайтуридиғанлиқлирини оттуриға қойди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر