америка вә иттипақдашлири русийәгә җаваб қайтурушқа тәййар

америка пирезиденти җо байдин русийә украинаға таҗавуз қилған әһвалда натониң җаваб қайтурушқа тәййар икәнликини ейтти.

1775317
америка вә иттипақдашлири русийәгә җаваб қайтурушқа тәййар

түркийә авази радийоси хәвири:  америка пирезиденти җо байдин германийә баш министири олаф шолз (Olaf Scholz) билән ақсарайда көрүшти.

җо байдин көрүшүштин кейин өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинида, күнтәртиплиридә русийәниң украинаға селиватқан тәһдитлиригә қарши ортақ мәйданлирини намайан қилишниң барлиқини ейтти.

у американиң германийә вә башқа иттипақдашлар һәмдә шерик дөләтләр билән бирликтә, украина-русийә киризисиға дипломатик һәл қилиш чариси тепиш үстидә издиниватқанлиқлирини әскәртип: «русийә украинани ишғал қилишни қарар қилса, биз бирлишип инкас қайтурушқа тәййармиз, шундақла пүткүл нато тәййар» деди.

у русийәдин германийәгә тәбиий газ йәткүзүш үчүн «2-шималий еқим» лайиһәси тоғрисида «баш министир шолзға ишинәмсиз? германийә бу лайиһәниң пилтисини тартамду?» дегән соалға: «русийә украинани ишғал қилди дегәнлик, танка вә әскәрләрниң украина чеграсидин өтти дегәнлик болиду. <2-шималий еқим> лайиһәси болмайду, ахирлаштуримиз. буни қилидиғанлиқимиз тоғрисида вәдә беримән» дәп җаваб бәрди.

у америка таратқулирида, германийәниң украина киризисида ишәнчлик шерик икәнлики йаки әмәслики тоғрисидики соалға: «германийә американиң әң муһим шериклиридин бири вә украинани иқтисадий җәһәттин әң көп қоллиған дөләттур» дәп җаваб бәрди.

у русийәниң украинани ишғал қилишиниң әң чоң хаталиқ болидиғанлиқини вә владимир путинниң әң еғир бәдәл төләйдиғанлиқини тәкитләп: «путинға телефонда шәхсән өзәм һазирғичә көрүлгән әң еғир иқтисадий ембарголарни иҗра қилимиз дәп наһайити очуқ ейттим» деди.

у, «америка пуқралири украинадин чиқип кетиши керәкму?» дегән соалға болса: «украинадин чиқип кетиши ақиланилик болиду. дипломатийәни демәйватимән» дәп җаваб бәрди.

германийә баш минстири шолз: «русийә украинаға һуҗум қилған әһвалда буниң бәдили интайн еғир болиду» деди.

у йүз бәргән җиддийчилик сәвәбидин қийин вәзийәттә икәнликлирини билдүрүп: «украинаға һәрбий тәһдит селиниватқанлиқи оттурида. бу йавропаниң хәвпсизлики үчүнму еғир тәһдит пәйда қилиду» деди.

у русийә украинаға һуҗум қилған әһвалда иҗра қилинидиған ембарголар тоғрисида көп хизмәтләрни қилғанлиқлиридин бешарәт берип: «украинаға һуҗум қилинған әһвалда тез қарар чиқиралайдиған әһвалдимиз» деди.

у германийәгә газ йәткүзүлидиған «2-шималий еқим» туруба йоли тоғрисидики соалға, лайиһәниң исмини тилға алмастин мундақ җаваб бәрди:

«ембарго йүргүзүштә биллә һәрикәт қилимиз.»

у ахирида, нормандийә форматида русийә, украина, германийә вә фирансийә оттурисидики дипломатик қаналларни қайтдин җанландурушниң әһмийитини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر