германийә украинаға қорал бәрмәйду

германийә баш министири олаф шолз (Olaf Scholz) германийәниң украинаға қорал бәрмәйдиғанлиқини ейтти.

1774412
германийә украинаға қорал бәрмәйду

түркийә авази радийоси хәвири: германийә баш министири олан шолз америкаға қарап йолға чиқиштин бурун «а р д» (ARD) телевизийәсиниң зийаритини қобул қилди.

у украина киризисида иттипақдаш дөләтләр билән ениқ истратегийә йолға қойғанлиқлирини билдүрүп, натониң йавропа иттипақи вә америка билән кординатсийә һалида болушниң муһим икәнликини қәйт қилди.

у: «мисалға ейтсақ, биринчи, украинаға қилинған һәрбий һуҗумниң русийә үчүн қандақ еғир иқтисадий ақивити болидиғанлиқини ениқ оттуриға қойалаймиз? буни һәр қачан тәкитләп кәлдуқ. бу мәсилидә, америка, йавропа иттипақи вә мунасивәтлик һәммә тәрәп билән наһайити ениқ тәййарлиқларни қилдуқ» деди.

у истратегийәниң иккинчи қисминиң, русийә билән давамлиқ дийалог өткүзүш икәнликини әскәртип, америка, русийә, йавропа хәвпсизлик вә һәмкарлиқ тәшкилати оттурисидики көрүшүшләрниң әһмийити үстидә тохталди.

у германийә һөкүмитиниң украинаға 5 миң һәрбий қалпақ билән қараңғуда көрүш үскүнилири, сигнал тосқучи йаки симсиз аппарат әвәтидиған-әвәтмәйдиғанлиқи тоғрисидики соалға: «йиллардин бери германийә һөкүмити наһайити ениқ йол тутуп кәлди. киризис районлириға қорал берәлмәймиз, шундақла украинани һуҗум характерлик қораллар билән тәминлийәлмәймиз. германийә хәлқиниң көпинчиси бу мәсилигә һөкүмәт билән охшаш қарайду» дәп җаваб бәрди.

у киризис вәзийитиниң оттуриға чиққанлиқини, йавропада урушниң алдини елишта өзини мәсулийитим бар дәп һес қилидиғанлиқини тәкитлиди.

у русийәгә қарши йолға қойулидиған ембарголар арисида «2-шималий еқим» тәбиий газ туруба йолиниң бар-йоқлуқи тоғрисидики соалға: «конкрет тәййарлиқимиз бар. йавропада иттипақдашлиримиз вә америка билән йүргүзүш еһтимали болған ембарголар һәққидә көрүшүватимиз. булар зөрүр тепилғанда, наһайити кәң көләмлик вә интайин еғир ембарголар болиду. һазир көрситиватқан тиришчанлиқлиримиз ембарголарни зөрүр һалға келишиниң алдини үчүн болсиму» дәп җаваб бәрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر