путин хитай рәиси ши җинпиң билән көрүшти

2022-йиллиқ қишлиқ олимпик тәнһәрикәт йиғини мунасивити билән бейҗиңға йетип барған владимир путинниң, ши җинпиң билән көрүшкәнлики билдүрүлди.

1773734
путин хитай рәиси ши җинпиң билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: җәнубий хитай сәһәр почтиси гезитиниң хәвиридә билдүрүлишичә, бейҗиң қишлиқ олимпик түркийә авази радийоси хәвири: тәнһәрикәт йиғини мунасивити билән бейҗиңға йетип барған путин, хитай рәиси ши җинпиң билән көрүшкән.

қишлиқ олимпик тәнһәрикәт йиғининиң ечилиш мурасимидин илгири рәһбәрләрниң телевизорда тарқитилған көрүшүшидә, путин хитай вә русийәниң ташқи мунасивәтләрдин иқтисадий тәрәққийатқичә болған нурғун саһәдә бир-бирини қоллиғанлиқини билдүрди.

путин русийәниң хитайни тәбиий газ билән тәминлишиниң, икки дөләт оттурисидики енергийә һәмкарлиқини ашуридиғанлиқини әскәртип, москваниң бейҗиң билән болған мунасивәтлиригә «тәңдиши йоқ» дәп баһа бәрди.

у: «икки дөләтниң мунасивити, достлуқ вә истратегийәлик шериклик роһи нуқтисидин һәқиқәтән тәңдиши йоқ. икки тәрәп мунасивити, өзара тәрәққийатни асанлаштурған вә тәрәққийатта бир-бирини қоллашқа йардәмчи болған йахши мунасивәт үлгисидур» деди.

ши җинпиң русийә пирезиденти путин билән көрүшүшиниң, хитай-русийә мунасивәтлирини техиму җанландурғанлиқини ейтти.

путин-ши көрүшүшидин бурун, русийә ташқи ишлар министири лавров билән хитай ташқи ишлар министири ваң йи көрүшүп, һәр икки дөләтниң асийа-тинч окйанда тоқунушни улғайтишни халайдиған «блок» ниң шәкиллинишигә қарши икәнликини билдүргән иди.

2022-йиллиқ қишлиқ олимпик тәнһәрикәт йиғини 4-февралдин 24-февралғичә бейҗиңда өткүзүлиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر