талибан һәйити норвегийәдә учришишларда болмақта

талибан һәйити норвегийәниң пайтәхти ослода нурғунлиған мәсуллар билән көрүшти.

1767442
талибан һәйити норвегийәдә учришишларда болмақта

түркийә авази радийоси хәвири: талибан вақитлиқ һөкүмити байанатчиси забиһуллаһ муҗаһид твиттер һесабида, талибан вәкилләр өмикиниң норвегийә даирилири билән өткүзгән йиғинлирини һәмбәһирлиди.

байанатта, қатнашқучиларниң йиғин җәрйанида, бир-бириниң көз қарашлири сәврчанлиқ билән аңлиғанлиқи вә дөләтниң һазирқи әһвали тоғрисида пикир алмаштурғанлиқи билдүрүлди.

қатнашқучиларниң йиғинда афғанистанниң барлиқ афғанистан хәлқиниң өйи икәнликини җәзмләштүргәнлики вә афғанистан хәлқиниң дөләттә техиму йахши сийасий, иқтисадий вә бихәтәрлик шараитиға игә болуши үчүн ортақ тиришишниң лазимлиқини тәкитлигәнлики уқтурулди.

афғанистанниң барлиқ мәсилилирини һәл қилишниң бирдинбир чариси өзара чүшиниш вә һәмкарлиқ икәнликиниң пүткүл қатнашқучилар тәрипидин қобул қилинғанлиқи билдүрүлди.  

норвегийә ташқи ишлар министирлиқиниң байанатида, талибан вәкиллириниң 23 - йанвардин 25 – йанварғичә ослода зийарәттә болушқа тәклип қилинғанлиқи билдүрүлди.

талибан вәкилләр өмикиниң норвегийә һөкүмити вәкиллиридин башқа йәнә, бир қисим иттипақдаш дөләтләр вәкиллири вә аммиви тәшкилатларниң вәкиллири биләнму көрүшидиғанлиқи уқтурулди.

норвегийә ташқи ишлар министири анникен хуйтфелд 21-йанвар елан қилған байанатида, афғанистандики инсанпәрвәрлик кризисиға болған әндишисини тилға елип, афғанистанда йүз бәргән йеқинқи вәқәләргә қарита «милйонлиған кишиләргә тәсир көрсәткән кәң көләмлик инсанпәрвәрлик апити» дәп баһа бәргән иди.

хуйтфелдт мәзкур учришишларниң талибанни қанунлаштуруш йаки етирап қилиш әмәсликини, әмма дөләтни һәқиқий башқуруватқанлар билән сөзлишиш керәкликини әскәрткән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر