русийә 10 миңдин артуқ әскәр билән һәрбий манивер өткүзүшкә башлиди

русийә украина чеграси әтрапида 10 миңдин артуқ әскәрниң иштирак қилишида һәрбий манивер өткүзүшкә башлиди.

1761961
русийә 10 миңдин артуқ әскәр билән һәрбий манивер өткүзүшкә башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә дөләт мудапиә министирлиқиға қарашлиқ җәнубий һәрбий район тәрипидин елан қилинған йазма байанатта билдүрүлүшичә, дөләтниң җәнубида башланған һәрбий маниверға, моторлуқ милтиқ баталийонидин башқа йәнә, қарадеңиз вә һазар (каспий) деңизидики қисимларниңму қатнашқанлиқи әскәртилип мундақ дейилди: «10 миңдин артуқ һәрбий хадимниң қатнишиши билән волгаград, астрахан, ставропол, ростов вә краснодар районлирида һәрбий манивер өткүзүлмәктә. тактика гуруппилири, һәрбий зәмбирәк батарейәсигә қарши туруш, авийатсийә вә мәргәнликни өз ичигә алған һәр хил разведка вә һуҗум системиилириниң бир қисми сүпитидә йеңи тактикилиқ һәрбий һәрикәт усуллири бойичә мутәхәссислишиду.»

русийә билән шималий атлантик әһди тәшкилати оттурисида украина мәсилисидә йүз бериватқан сүркилиш сәвәбидин, түнүгүн, белгийәниң пайтәхти бирйусселда йиғин чақирилғаниди.

русийә муавин ташқи ишлар министири александир грушко, йиғиндин кейин елан қилған байанатида, натодин русийәниң бихәтәрликкә мунасивәтлик тәклиплиригә ениқ җаваб беришини күтүватқанлиқлирини ейтқаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر