әнглийә иранни йадро келишими һасил қилиш вақтиниң қистап келиватқанлиқини ейтип агаһландурди

әнглийә баш вәзири борис җонсон иранниң йадро пилани тоғрисида келишим һасил қилиш вақтиниң азлап кетиватқанлиқини оттуриға қойди.

1757241
әнглийә иранни йадро келишими һасил қилиш вақтиниң қистап келиватқанлиқини ейтип агаһландурди

түркийә авази радийоси хәвири: әнглийә баш вәзирлик ишханиси — 10 номур байанат елан қилип,  борис җонсонниң исраилийә баш министири нафтали беннет билән телефонлишип, вухән вирусиниң омикрон варийантиға қарши күрәш, әркин сода келишими вә австрийәниң пайтәхти вийеннада давамлишиватқан иранниң йадро программисиға мунасивәтлик хәлқаралиқ сөһбәт қатарлиқлар тоғрисида сөзләшкәнликини билдүрди.

телефон сөһбитидә баш вәзир җонсонниң, әнглийәниң «сөһбәтниң йадро келишимини толуқ әслигә кәлтүрүш билән ахирлишишини үмид қилидиғанлиқи»ни оттуриға қойғанлиқи қәйт қилинди.

бирақ, бундақ болуши үчүн иранниң сәмимий һәрикәт қилиши керәкликини билдүргән әнглийә баш вәзири җонсун: «дипломатик ишик очуқ, әмма келишим һасил қилиш вақти қистап кәлмәктә» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر