иранда афғанистанлиқ бир ана икки пәрзәнтини соғуқтин қоғдаш үчүн өз җенини пида қилди

иранниң беласур йезисида, афғанистанлиқ бир айал икки балиси билән қанунсиз һалда түркийәгә өтүш җәрйанида қаттиқ соғуққа бәрдашлиқ берәлмәй һайатидин айрилди.

1755724
иранда афғанистанлиқ бир ана икки пәрзәнтини соғуқтин қоғдаш үчүн өз җенини пида қилди

түркийә авази радийоси хәвири: айалниң икки балисини музлаштин қутулдуруш үчүн өзиниң кейимлирини селип балилириға кийгүзгәнлики ениқланди.

беласур кәнттидикиләр тәрипидин тартилған рәсимләрдә аниниң өлүштин бурун пайпиқини чиқирип, 8-9 йашлиқ балилириниң қоллириға пәләй орнида кийгүзгәнлики оттуриға чиқти.

тоңлап өлүп кәткән аниниң путиниң болса, пиластик халтилар билән оралғанлиқи көрүлди.

соғуқтин қоллири ишшип кәткән икки балиға йеза хәлқи йардәм қилди.


خەتكۈچ: #ана , #соғуқ , #иран

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر