шималий корейә әскәрләрдин дөләт рәһбирини қан текип қоғдашни тәләп қилди

шималий корейә әскәрләрдин дөләт рәһбири ким җоңунниң арқисида мәһкәм туришини вә рәһбирини җенини текип қоғдиши керәкликини тәләп қилди.

1754641
шималий корейә әскәрләрдин дөләт рәһбирини қан текип қоғдашни тәләп қилди

түркийә авази радийоси хәвири: кимниң армийә баш қомандани болғанлиқиниң 10 - йиллиқида, корейә ишчилар партийәсиниң рәсмий нәшир  оргини «родоң синмон» гезитидә елан қилинған мақалидә, әскәрләр вә қоманданларниң рәһбирини җенини текип қоғдайған, мустәһкәм қәлә вә оқ өтмәс  сипилға охшаш болуши керәклики билдүрүлди.

мақалидә дөләт вә хәлқниң ишәнчлик қоғдиғучиси сүпитидә хизмәт қилидиған техиму заманиви вә илғар армийә қуруш чақириқи елан қилинди.

униңдин башқа йәнә, шималий корейә һәрбий қисимлири вә хәлқниң күчлүк сотсийалистик дөләт қуруш үчүн кимниң рәһбәрликини қоллиши керәклики билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر