вагнер малиға 500 йалланма әскәр йоллиди

русийәниң вагнер намлиқ йалланма әскәрлири гурупписи малиға 500 әскәр әвәтти.

1752507
вагнер малиға 500 йалланма әскәр йоллиди

түркийә авази радийоси хәвири: рус таратқулири, рус йалланма әскәрләр гурупписи  вагнерниң 500 әскириниң түнүгүн малиниң пайтәхти бамакоға йетип барғанлиқини хәвәр қилди.

мали даирилири һазирғичә бу һәқтә һечқандақ байанат елан қилмиди.

ғәрб дөләтлири бирләшмә йазма байанат елан қилип, вагнер гурупписиниң малиға әскәр орунлаштурушиға наразилиқ билдүргәниди؛ байанатта , малиға әскәр орунлаштурушниң ғәрбий африқаниң бихәтәрлик вәзийитини йаманлаштуруветидиғанлиқи вә кишилик һоқуқ дәпсәндичилики кәлтүрүп чиқиридиғанлиқи оттуриға қойулуп: «сиҗил тинчлиқ вә муқимлиққа еришиш, терроризмға қарши күрәштә мали һөкүмити вә хәлқини қоллашни вәдә қилған хәлқаралиқ бирләшмә болуш сүпитимиз билән, мали земинлириға йалланма әскәрләрниң орунлаштурулушини қаттиқ әйибләймиз» дегән ибариләргә орун берилгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر