бленкин столтенберг вә трус билән украина вәзийити тоғрисида сөзләшти

америка ташқи ишлар министири антони блинкен ишлар әнглийә министири елизабет трус вә шималий атлантик окйан әһди тәшкилати – нато катипи йенс столтенберг билән көрүшүп, русийәниң украинаға қаратқан тәһдити тоғрисида сөзләшти.

1752083
бленкин столтенберг вә трус билән украина вәзийити тоғрисида сөзләшти

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси нед прайс сөһбәтләргә мунасивәтлик йазма байанатида, биллинкен билән столтенбергниң русийәниң украина чеграсидики һәрбий һәрикәтлиригә болған ортақ әндишисини оттуриға қойуп: «натониң русийәгә тутуватқан позитсийәсини муһакимә қилди вә иттпақдашлирини қоғдаш вә мудапиә қилиш ирадиси қәтий болған натониң, әйни вақитта русийәниң билән үнүмлүк сөһбәт өткүзүшкә тәййар икәнликини әскәртти» дегән ибариләргә орун берилди.

биллинкен билән трусниңму «русийәниң украинаға қарита барғансиери ешиватқан һуҗумчи позитсийәсигә күчлүк вә ортақ инкас қайтурушни өз ичигә алған ортақ муһим нуқтилар» тоғрисида сөзләшкәнликлирини тәкитлигән прайс, тәрәпләрниң русийәниң украинаға қилғуси бир һуҗуминиң бәдилини төләткүзүш үчүн иттипақдаш вә ширик дөләтләр ара мас қәдәмлик қоллашни капаләткә игә қилиш вә уни күчәйтишниң муһимлиқи тоғрисида келишкәнликини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر