йавропа иттипақи рәһбәрлири 2021-йилниң ахирқи йиғини үчүн топланди

йавропа иттипақи дөләтлириниң рәһбәрлири 2021-йилниң әң ахирқи йиғини үчүн белгийә пайтәхти бирйусселда топланди.

1748562
йавропа иттипақи рәһбәрлири 2021-йилниң ахирқи йиғини үчүн топланди

түркийә авази радийоси хәвири:  германийә баш министири олаф шолз (Olaf Scholz) австирийә баш министири карл ниһамер (KarlNehammer) вә шиветсийә баш министири магдалина андашон (Magdalena Andersson) қатарлиқ рәһбәрләрниң мәзкур йиғинға тунҗи қатнишиши болуп һесаблиниду.

бир күн бойичә давамлишидиған йиғинда, русийәниң украина чеграсидики паалийәтлири, беларусийә вә көчмәнләр мәсилиси, вухән вируси (Kovid-19), ваксина әмләш нисбитини ашуруш, енергийә баһалири вә пул пахаллиқи қатар мәсилиләр музакирә қилиниду.

йиғин башлиништин бурун украинани қоллаш тоғрисида сигнал берилди.

германийә баш министири шолз украина чегралириға хилаплиқ қилишқа болмайдиғанлиқини тәкитләп: «чеграларға хилаплиқ қилишқа болмайдиғанлиқини, буниң йавропа тинчлиқиниң асаси икәнликини бу йәрдә йәнә бир қетим җакарлаймиз. буниңдин башқа, чеграларға хилаплиқ қилишқа болмайдиғанлиқини капаләткә игә қилиш үчүн бирликтә һәммә ишни қилидиғанлиқимизни әскәртимиз» деди.

русийәгә қарши техиму қаттиқ позитсийә тутушни тәләп қилған литванийә пирезиденти гитанас навседа (Gitanas Nauseda): «қолимиздики  билән әң начар сенарийәниң алдини елиш үчүн һәммә ишни қилишимиз керәк. әң начар сенарийә болса, украина земинлириға һуҗум қилиш еһтималидур» деди.

йиғинда йәнә, хәвпсизлик вә мудапиә мәсилилири, йеқинда елан қилинидиғанлиқи пәрәз қилиниватқан йавропа иттипақи-нато ортақ хитабнамәси, 2022-йили ечилидиған йавропа иттипақи-африқа алий рәһбәрләр йиғинидин илгири африқа билән болған мунасивәтләр музакирә қилиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر